хусийлар қизил деңизға 2 данә парахот соқар башқурулидиған бомба атти
америка мәркизи қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) иран қоллап қуввәтләватқан йәмәндики хусийларниң қизил деңизға 2 данә парахот соқар башқурулидиған бомба атқанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизи қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) ниң X иҗтимаий алақә суписида елан қилинған байанатида, хусийларниң йәмәндә контроллуқи астидики райондин қизил деңизға 2 данә парахот соқар башқурулидиған бомба қойуп бәргәнлики билдүрүлди.
байанатта бу райондики сода парахотлириниң башқурулидиған бомбиниң тәсирини доклат қилғанлиқи, һечқандақ зийанға учримиғанлиқи уқтурулди.
байанатта, «бу қанунсиз һәрикәтләр нәччә онлиған бигунаһ деңизчиларниң һайатиға хәвп йәткүзмәктә вә хәлқара содиниң әркин еқишини үзүп қоймақта. бу 19 – нойабирдин буйан җәнубий қизил деңизда сода парахотлириға қилинған 24-қетимлиқ һуҗум болди» дейилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
афғанистандики кәлкүн апитидә 50 адәм өлди
афғанистанниң охшимиған районлирида йүз бәргән кәлкүн апитидә кәм дегәндә 50 адәм һайатидин айрилди.