америка: әрдоған билән мичотакисниң учришишидин хурсәнмиз

америка қошма иштатлири дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән гиретсийә баш министири керийакос мичотакисниң учришишидин хурсән икәнликини билдүрди.

2074128
америка: әрдоған билән мичотакисниң учришишидин хурсәнмиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси әрдоған-мичотакис учришиши тоғрисида байанат елан қилди.  байанатта мундақ дейилди:

«америка қошма иштатлири түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән гиретсийә баш министири керийакос мичотакисниң учришишидин интайин хурсән.»

«америка гиретсийә билән түркийәниң районниң тинчлиқи, бихәтәрликикә капаләтлик қилиш вә тәрәққийатини илгири сүрүш йолида бирликтә һәрикәт қилиш үчүн, һәр сәвийәдә икки тәрәплик учришишларни елип беришини қоллайду.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн афенада дөләт ишлири зийаритидә болған, гиретсийә баш министири керийакос мичотакис билән истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши даирисидә түзлүк келишимләрни имзалиғаниди.

икки дөләтниң рәһбәрлири бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида, учришишлар вә һәмкарлиқни йәниму илгири сүридиғанлиқлирини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر