сергей лавровниң айропилани булғарийә һава тәвәликигә киргүзүлмиди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң айропиланиниң булғарийә һава тәвәликигә киришигә рухсәт қилинмиди.

2071368
сергей лавровниң айропилани булғарийә һава тәвәликигә киргүзүлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң айропилани булғарийә һөкүмитиниң чәклимиси сәвәбидин булғарийә һава тәвәликигә киргүзүлмиди. нәтиҗидә, айропилан йөнилишини өзгәртип, гиретсийә һава тәвәликидин учушқа мәҗбур болди.

русийә кремил сарийиниң байанатчиси песков: «булғарийә һөкүмитиниң позитсийәсини чүшиниш мумкин әмәс. иккинчидин булғарийә һөкүмитиниң қарари һечқандақ рамкиға уйғун әмәс. үчинчидин бу қарар пүтүнләй бимәнә болуп, әхмәқләрчә қарар дейишкә болиду» деди.

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати министирлар кеңиши йиғиниға қатнишиш үчүн сикоп жеға қарап йолға чиққан иди. айропиланда русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захароваму бар иди. марийа захарованиң исми йавропа иттипақиниң ембарго тизимлкигә киргүзүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر