нетанийаһу: «америка бизгә зөрүр болған оқ-дориларни әвәтишни давамлаштурмақта»

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу 43 күндин буйан ғәззә райониға һуҗум қиливатқан исраилийәгә америка һөкүмитиниң «зөрүр болған оқ-дора әвәтишни» давамлаштурғанлиқини ейтти.

2065993
нетанийаһу: «америка бизгә зөрүр болған оқ-дориларни әвәтишни давамлаштурмақта»

түркийә авази радийоси хәвири: нетанийаһу тел авивда дөләт мудапиә министири йов галлант вә һөкүмәтниң уруш кабинети әзаси бенний гантиз билән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини чақирди.

нетанйаһу исраилийәниң ғәззәгә башлиған һуҗумлириниң тунҗи күни (7-өктәбир) дин буйан американиң йардимини капаләткә игә қилиш үчүн интайин күчлүк дипломатик тиришчанлиқ көрсәткәнликини тәкитләп, «сөйүмлүк достимиз җо байдин башчилиқидики америка биз билән ортақ мәнпәәтләрни көздә тутмақта. бизгә алаһидә су асти парахоти вә деңиз армийәси билән авиаматкилирини әвәтти. зөрүр болған оқ-дориларниму әвәтишни давамлаштурмақта» деди.

нетанийаһу йеқинқи бир нәччә һәптин буйан америка ичидә вә дунйаниң һәрқайси җайлирида исраилийәгә қарши ғайәт зор бесимлар пәйда болғанлиқини әскәртип, шундақтиму буларниң бәзилиридин өзини қачурушта вә  қутулушта утуққа еришкәнликини илгири сүрди.

нетанийаһу ғәззәдә һамасниң қолидики исраилийәлик әсирләрниң қойуп берилишиға даир келишимләргә алақидар нурғун йалған хәвәрләрниң барлиқини тилға елип, «һазирчә бирәр келишим йоқ, әгәр келишим һасил қилинса, уни исраилийә хәлқи билән ортақлишимиз» деди.

нетанийаһу инсанпәрвәрлик йардәмлириниң чәклик һалда ғәззәгә өтүшигә йол қойғанлиқиниң болса, исраилийәниң хәлқараниң қоллишини қолға кәлтүрүши үчүн муһим икәнликини билдүрди.

нетанйаһу йәнә, исраилийәниң 7-өктәбирдин буйан тунҗи қетим җүмә күнидин бери ғәззәгә йеқилғу киришини қобул қилғанлиқи һәққидиму тохтилип, бу қәдәм билән ғәззәдики йеқилғу йетишмәслик сәвәбидин келип чиққан су мәсилиси түпәйли йуқумлуқ кесәлликләрниң районни ишғал қилған исраилийә әскәрлиригә йуқушиниң алдини елишнила мәқсәт қилидиғанлиқини ейтти.

нитанийаху рухсәт қилинған йеқилғуниң пәқәт су вә паскина су помписи қатарлиқ җиддий еһтийаҗлиқ үскиниләргә ишлитишкә болидиған аз миқдарда икәнликини алаһидә тәкитлиди.

һамастин кейин кәлгүсидә ғәззәни пәләстин һөкүмитиниң башқуриши тоғрисидики муназириләр үстидиму тохталған нетанйаһу, «исраилийә тәрипидин өлтүрүлгән пәләстинлик қаршилиқ көрсәткүчиләрниң аилә-тавабиатлириға пәләстин һөкүмити иқтисадий йардәм бәрмәктә, шуңа пәләстин һөкүмитиниң ғәззәни башқурушиға йол қоймаймиз» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر