исраилийә: сүрийәдә бир тәшкилатқа зәрбә бәрдуқ

исраилийә армийәси төнүгүн (9-нойабир) бу дөләтниң җәнубидики ейлат шәһиригә учқучисиз һава аппарати билән қилинған һуҗумға җаваб қайтуруш үчүн сүрийәдики бир «тәшкилат» қа зәрбә бәргәнликини билдүрди.

2062908
исраилийә: сүрийәдә бир тәшкилатқа зәрбә бәрдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүшичә, исраилийәниң җәнубидики қизил деңиз бойиға җайлашқан ейлат шәһиридики бир мәктәп учқучисиз һава аппаратиниң һуҗумиға учриған. исраилийә армийәси буниңға җавабән «сүрийәдики бир тәшкилат» қа зәрбә бәргән.

байанатта, ейлат шәһиригә қилинған һуҗумниң җавабкариниң сүрийә һакимийити икәнлики, исраилийә армийәсиниң бундақ урунушларға «қаттиқ инкас қайтуридиғанлиқи» билдүрүлгән.

исраилийә армийәси вә сақчилири, түнүгүн әйлат шәһиридә бир учқучисиз һава аппаратиниң чүшүп кәткәнликини уқтурғаниди.

бир мәктәпкә соқулуп кетип, мәктәпниң еғир зийанға учришиға сәвәб болған бу учқучисиз һава аппаратиниң тәсадипий йаки һуҗум нәтиҗисидә чүшүп кәткәнлики һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر