америка җәнубий корейәдиики истратегийәлик мәвҗутлуқини ашурди

җәнубий корейә һөкүмити американиң җәнубий корейәгә бәргән бихәтәрлик вәдиси даирисидә, районда йадро иқтидариға игә бомбардиманчи айропиланларниму өз ичигә алған истратегийилик мәвҗутлуқини ашурғанлиқини билдүрди.

2061386
америка җәнубий корейәдиики истратегийәлик мәвҗутлуқини ашурди

түркийә авази радйоси хәвири: җәнубий корейә хәвәр агентлиқи йонхапниң билдүришичә, җәнубий корейә һөкүмитиниң исмини ашкарилашни халимайдиған йуқири дәриҗилик бир әмәлдари американиң корейәгә бәргән бихәтәрлик вәдиси һәққидә байанат бәргән.

әмәлдар американиң җәнубий корейәдә йадро иқтидариға игә B-52 бомбардиманчи айропиланлири қатарлиқ райондики истратегийәлик мәвҗутлуқини ашурғанлиқини ейқан.

шималий корейәниң йеқинда җәнубий корейәгә қаратқан тәһдитини күчәйткәнликини әскәрткән әмәлдар, американиң бу қәдиминиң шималий корейә һөкүмитигә «агаһландуруш» болғанлиқини ейтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر