б д т хәвпсизлик кеңиши русийәниң қарар лайиһәсини рәт қилди

русийәниң ғәззәдә «инсанпәрвәрлик уруш тохтитиш» ни тәләп қилиш, пуқраларниң һәр хил  шәкилдә өлүп кетишини әйибләш мәзмун қилинған қарар лайиһәси бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши тәрипидин рәт қилинди.

2052022
б д т хәвпсизлик кеңиши русийәниң қарар лайиһәсини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: 15 әзадин тәшкил тапқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә, русийәниң исраилийә – пәләстин тоқунушиға мунасивәтлик қарар лайиһәси авазға қойулди.

бу қарар лайиһәси 4 кә қарши 5 аваз билән қобул қилинди, 6 әза аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти.

қарар лайиһәсини америка қошма иштатлири, әнгилийә, фирансийә вә йапонийә рәт қилди.

гәрчә русийәниң қарар лайиһәсидә һамас алаһидә тилға елинмиған болсиму, әмма пуқраларниң өлүми әйибләнди.

русийәниң қарар лайиһәсиниң орниға, биразилийәниң башқа бир күнгә кечиктүрүлгән қарар лайиһәсидә болса, «һамасниң террорлуқ һуҗумлири» әйиблиниду, уруш тохтитишниң орниға «инсанпәрвәрлик уруш тохтитиш» тәләп қилиниду.

игилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә һәрқандақ бир қарар лайиһәсиниң тәстиқлиниши үчүн, кәм дегәндә 9 әзаниң қоллап аваз бериши вә даимий әзалардин һечбириниң вето қилмаслиқи шәрт икән.

русийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили вассилий небензийа, қарар лайиһәсиниң авазға қойулушидин кейин елан қилған байанатида, дөлити оттуриға қойған бу қарар лайиһәсиниң пүтүнләй инсанпәрвәрликни нишан қилидиғанлиқини әскәртти, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң «ғәрб лагери» ниң шәхсийәтчил сийасий мәнпәәтлири үчүн йәнә бир қетим гөрүгә еливелинғанлиқини қәйт қилди.

у райондики җиддийчиликниң интайин еғир сәвийәгә йәткәнликини, әмма пүткүл дунйаниң нөвәттә еқиватқан қанни тохтитиш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши чиқиридиған қарарни күтүватқанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«һалбуки, ғәрб дөләтлири бу үмидләрни аллиқачан йоққа чиқарди.»

америка қошма иштатлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили линда томас-гиренфиелд русийәни «башқа дөләтләр билән мәслиһәтләшмәйла бу қарар лайиһәсини оттуриға қойди» дәп әйиблиди.

гиренфиелд буниң қорқунчлуқ һәрикәт икәнликини әскәртип мундақ деди:

«русийәниң қарар лайиһәсидә һамас тилға елинмайду. русийә һамасни әйибләштин өзини қачуруш арқилиқ бигунаһ пуқраларға рәһимсизләрчә муамилә қиливатқан террорлуқ тәшкилатиниң қилмишлирини йошурмақта.»

 

пәләстинниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили рийад мәнсур бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишини: «уда 10 күндин буйан ғәззә районидики 2 милйон кишигә қаритилған һуҗумлар алдида сүкүт қилииватиду» дәп әйиблиди.

мәнсур инсанларниң өлтүрүлүватқанлиқи, йариландурулуватқанлиқи, кишилик һәқ – һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи вә өй-маканлиридин айрилип қеливатқанлиқини әскәртип мундақ деди:

«техиму көп пәләстинликни өлтүрүш исраилийәни техиму бихәтәр қилалмайду.».

у үч саһәдә җиддий тәдбир қоллиниш керәкликини оттуриға қойуп мундақ деди:

«хәлқимизгә қаритилған һуҗумларни дәрһал тохтитиш, ғәззә райониға тосалғусиз инсанпәрвәрлик йардими бериш вә хәлқимизниң мәҗбурий көчүрүлүшиниң алдини елиш керәк.»

мәнсур пуқраларниң һәммә җайда қоғдилиши керәкликини тәкитләп мундақ деди:

«әгәр тоқунушниң пүтүн район вә дунйаға йамрап кетишиниң алдини алмақчи болсиңиз, ундақта қирғинчилиқни дәрһал тохтитиң.»

исраилийә-пәләстин мәсилисигә мунасивәтлик әң ахирқи қарар лайиһәси, 2018-йили авазға қойулғаниди. ғәззәдә давамлишиватқан җиддийчилик нәтиҗисидә, америка қошма иштатлири билән кувәйт оттуриға қойған қарар лайиһәси рәт қилинғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә  исраилийә-пәләстин мәсилисигә мунасивәтлик әң ахирқи қарар лайиһәси 2016-йили мақулланғаниди.

америка қошма иштатлири  аваз бериш һоқуқидин ваз кәчкән 2234-номурлуқ қарар лайиһәси 14 аваз билән қобул қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر