йапонийәдә 6.6 бал йәр тәвриди

йапонийәниң шәрқидики торишима арилида 6.6 бал йәр тәвриди.

2046463
йапонийәдә 6.6 бал йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә метерологийә идарисиниң билдүрүшичә, йапонийәниң шәрқидики торишима арилида шу җай вақти саәт 11:00 дә йәрдин 10 километир чоңқурлуқта  6.6 бал йәр тәврәш мәйданға кәлгән.

йәр тәврәш апитидин кейин, торишима арили җайлашқан изу тақим араллирида бир метир егизликтә деңиз ташқини йүз бериш еһтималлиқи тоғрилиқ агаһландуруш чиқирилған.

игилинишичә, пайтәхт токйониң җәнубиға җайлашқан изу тақим араллири мәмурий җәһәттин токйо шәһиригә қарашлиқ икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر