америка иранға аит оқ – дориларни украинаға әвәтти

америка қошма иштатлири ирандин қолға чүшүргән 1 милйон 100 миң пай оқниң украинаға әвәтилгәнликини билдүрди.

2046636
америка иранға аит оқ – дориларни украинаға әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси карине җеан пиерре пайтәхт вашингитонда өткүзүлгән күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

пиерре бу йәрдә қилған сөзидә, америка қошма иштатлириниң иран бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарариға хилаплиқ қилип, йәмәндики хусий әскәрләргә әвәткән 1 милйон 100 миң пай оқни қолға чүшүрүп, украинаға әвәткәнликини тоғрилиди.

у иранниң бу һәрикитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2216-номурлуқ қарариға хилап икәнликини тәкитләп мундақ деди: «украинаниң зомигәрликкә қарши туруш күришини қоллаш, иранниң район вә район сиртида муқимсизлиқ пәйда қилишини тосушни давамлаштуримиз.»

америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби (CENTCOM)  тәрипидин елан қилинған байанатта, иран тәрипидин йәлкәнлик парахот билән йәмәнгә әвәтилгәнлики ениқлап чиқилған 7.62 миллиметирлиқ 1 милйон 100 миң пай оқниң 12-айда қолға чүшүрүлүп, украинаға әвәтилгәнлики билдүрүлгәниди.

америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби әдлийә министирлиқиниң 20-ийул (2023) күни чиқарған мусадирә қилиш қарариға асасән, бу оқларниң игидарчилиқ һоқуқиға еришкәнликини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر