б д т ливийә бихәтәрлик қисимлири оттурисидики тоқунушни тохтитишқа чақириқ қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливийәни қоллаш қисми (UNSMIL) ливийә пайтәхти тириполида бихәтәрлик қисимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушни тохтитишқа чақириқ қилди.

2025069
б д т ливийә бихәтәрлик қисимлири оттурисидики тоқунушни тохтитишқа чақириқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливийәни қоллаш қисми (UNSMIL)  ниң йазма байанатида,  түнүгүн (14-авғуст) кәчтин буйан тириполида йүз бәргән тоқунушлар вә тоқунушниң пуқраларға көрситидиған тәсирини әндишә ичидә көзәткәнлики билдүрүлди.

байанатта, ливийәдики дөләтлик сайлам тәййарлиқиниму өз ичигә алған сийасий мусапигә мунасивәтлик тиришчанлиқларниңму бу тоқушниң тәсиригә учрайдиғанлиқидин әндишә қиливатқанлиқи тәкитлинип: «зораванлиқни вә келишәлмәсликни һәл қилишниң вастиси сүпитидә қобул қилишқа болмайду. һәр қайси тәрәпләр бихәтәрлик саһәсидә кейинки йилларда қолға кәлтүрүлгән утуқларға игә чиқиши шундақла  келишәлмәсликләрни  дийалог арқилиқ һәл қилиши лазим» дейилди.

йәнә бир тәрәптин, ливийә сәһийә министирлиқиниң йазма байанатида, тоқунуш сәвәбидин тириполида қапселип қалғанларни тарқақлаштуруш үчүн уларниң йардәм чақириқини тапшурувалғанлиқи уқтурулди.

байанатта, пайтәхттә пуқралар олтурақлашқан олтурақ районларда йүз бәргән тоқунушлардин чоңқур азабланғанлиқи әскәртилип, тоқунушуватқан тәрәпләрни пуқраларни тарқақлаштуруш үчүн бихәтәр каридор ечишқа вә мунасивәтлик сәһийә хадимлириниң өтүшигә рухсәт қилишқа чақириқ қилинди.

ливийә сәһийә министирлиқиға тәвә биринчи йардәм вә җиддий қутқузуш бөлүминиң байанатчиси осама әли 14-авғуст (2023) 26 аилиниң тоқунуш районидин тарқақлаштурулғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر