шивитсийәдә бир мусулман тәврат вә инҗилни көйдүрүшкә рухсәт елипму койдурмиди

шивитсийәдә бир мусулман сақчиилардин исраилийәниң стокһолмдики баш әлчиханиси алдида тәврат вә инҗилни көйдүрүшкә рухсәт алған туруғлуқ койдурмиди.

2011903
шивитсийәдә бир мусулман тәврат вә инҗилни көйдүрүшкә рухсәт елипму койдурмиди

түркийә авази радйоси хәвири: шивитсийә сақчилиридин исраилийәниң стокһолмдики баш әлчиханиси алдида тәврат вә инҗилни көйдүрүшкә рухсәт алған сүрийәлик мусулман әһмәт аллуш шивитсийәдики қуранни көйдүрүш иғвагәрчиликигә наразилиқ билдүрүш сүпитидә мәзкур муқәддәс китабларни көйдүрмиди.

паалийәтни қилиш үчүн әлчиханиға барған аллош, һечқандақ муқәддәс китабниң көйдүрүлмәслики тәрәпкә һәмминиң диққитини тартиш үчүн  шундақ рухсәт алғанлиқини билдүрди.

әһмәт аллуш: «мән бир мусулман, муқәддәс вә диний китабларни һәргиз көйдүрәлмәймән» деди.

әһмәт аллуш шивитсийәдә сақчиларниң қоғдиши астида қурани кәримни көйдүрүш иғвагәрчилики йүз бәргәнликини әскәртип,  «пикир әркинлики билән башқа милләтләрни һақарәтләшниң пәрқи бар. қурани кәрим вә башқа диний китабларни көйдүрүш нәпрәт җинайити болуши лазим. мән буниңға диққәтләрни тартиш үчүн сақчилардин тәврат вә инҗилни көйдүрүшигә рухсәт алдим. әмма әлвәттә мениң диний китабни көйдүрүш мәқситим йоқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر