суданниң ғәрбий дарфур валийси өлтүрүлди

суданниң чад чеграсидики ғәрбий дарфур иштатиниң валийси хамис абдуллаһ аббәкир өлтүрүлди.

2000105
суданниң ғәрбий дарфур валийси өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири:  суданниң чад чеграсидики ғәрбий дарфур иштатиниң валийси хамис абдуллаһ аббәкир қәстләп өлтүрүлди.

судан армийәси байанат елан қилип, тез йардәм қилиш қораллиқ күчлирини әйиблиди.

байанатта,«судан армийәси ғәрбий дарфур валийси хамис аббәкирни қәстләп өлтүргән тез йардәм қилиш қораллиқ күчлириниң хаинларчә һәрикитини қаттиқ әйибләйду. тез йардәм қилиш қораллиқ күчлири бу һәрикити билән йавайилиқ кәчмишигә йеңи бир бәтни қошқан болди. тез йардәм қилиш күчлириниң судан хәлқигә қарши өткүзгән җинайәтлири, һечқачан дөләт тарихида көрүлүп бақмиди» дейилди.

ғәрбий дарфур валийси хамис абдуллаһ аббәкир 2000-йили имзаланған җуба тинчлиқ келишимини имзалиған рәһбәрләрдин бири иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر