сәуди әрәбистан хәлқаралиқ суданға йардәм йиғини чақириду

сәуди әрәбистан 19-ийун күни судан вә районға инсанпәрвәрлик йардәм бериш үчүн хәлқаралиқ йиғин чақиридиғанлиқини җакарлиди.

1999572
сәуди әрәбистан хәлқаралиқ суданға йардәм йиғини чақириду

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан ташқи ишлар визарити тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, сәуди әрәбистанниң 19-ийун күни судан вә районға инсанпәрвәрлик йардәм паалийәтлирини қоллаш үчүн чақирилидиған башлиқлар йиғиниға тәң һоқуқлуқ рәис сүпитидә рийасәтчилик қилидиғанлиқи уқтурулди.

байанатта, йиғинға йавропа иттипақи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқи, қатар, мисир вә германийәниң қатнишидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, сәуди әрәбистанниң падишаһ сәлман бин абдуләзизниң йолйуруқиға асасән суданға   100 милйон доллар қиммитидики инсанпәрвәрлик йардәм бәргәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر