сомалидики бир балилар бағчисида партлаш йүз берип, нурғун бала қаза қилди

сомалидики бир балилар ойун бағчисида ракетамийот партлап, 22 бала һайатидин айрилди.

1997884
сомалидики бир балилар бағчисида партлаш йүз берип,  нурғун бала қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: төвәнки шабел райони әмәлдарлиридин ибраһим малабов байанат берип, балилар ойнаватқан бир бағчида ракетамйот партлап, 22 балиниң қаза қилғанлиқини, үч балиниң йариланғанлиқини билдүрди.

у партлашниң җавабкариниң әшшәбаб террорлуқ тәшкилати икәнликини илгири сүргән малабов, өлгән балиларниң 16 синиң оғул, алтисиниң қиз икәнликини җәзмләштүрди.

вәқә йүз бәргән районни башқуруватқан әшшәбаб болса, партлашни африқа иттипақиниң сомалидики мувәққәт қисимлири тәрипидин етилған бир қол бомбисиниң кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر