талибан иран чеграсида һәрбий маневир өткүзди

афғанистандики талибан күчлири иран чеграсидики нимруз өлкисиниң мәркизи наһийәси заранҗта еғир қоралларни ишлитип һәрбий маневир өткүзди.

1997728
талибан иран чеграсида һәрбий маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан маневирниң мәқситиниң талибан күчлирини йеңи тәҗрибиләргә игә қилиш икәнликини билдүрди.

талибанлар 2021- йили 8- айда афғанистанда һакимийәтни қолға киргүзгәндин кейин, талибан күчлири билән пакистан вә иран чегра қисимлири оттурисида пат - пат қораллиқ тоқунушлар йүз бәрмәктә.

талибанлар билән иран чегра мудапиәси қисимлириниң 27- май нимруз чеграсида йүз бәргән әң йеңи тоқунушида, иранниң икки әскири билән бир талибан әзаси һайатидин айрилғаниди.

бир- бирини тоқунушни башлаш билән әйиблигән тәрәпләр, сөһбәтлишиш арқилиқ җиддийчиликни пәскуйға чүшүргәниди.

талибан билән иран оттурисидики пат- пат йүз берип туридиған чегра тоқунушлиридин башқа, һәр икки тәрәп һилмәнд дәрйаси сүйидин тәң бәһримән болуш мәсилисидиму еғир сүркилишләрни баштин кәчүрмәктә.

талибан һөкүмити райондики қурғақчилиқ сәвәбидин һилмәнд дәрйаси бойидики тосмиларниң сүйиниң азийип кәткәнликини, шуңа суниң иранға йетип баралмиғанлиқини илгири сүрсә, иран кәспий хадимләрниң тосмиларни зийарәт қилип, бу әһвални дәлиллиши керәкликини оттуриға қоймақта. әмма талибанлар иранниң бу тәлипини рәт қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر