аргентина пирезиденти җиддий қутқузуш бөлүмидә балнестқа елинди

аргентина пирезиденти алберто фернандезниң саламәтлики сәвәбидин хусусий дохтурханиниң бир җиддий қутқузуш бөлүмидә балнестқа елинғанлиқи билдүрүлди.

1959960
аргентина пирезиденти җиддий қутқузуш бөлүмидә балнестқа елинди

түркийә авази радйоси хәвири: аргентина пирезидентлиқ мәһкимисиниң сәһийә тармиқиниң байанатида, пирезидент фернандезниң җиддий типтики бәл ағриқи сәвәбидин пайтәхт боенус айресниң реколета районидики хусусий дохтурханида тәкшүрүлгәнлики билдүрүлди.

байанатта: «җиддий характерлик бәл ағриқини давалашниң конкрет усуллири тоғрисида зөрүр болған тәкшүрүшләр қилинип, аммиға уқтурулиду» дейилди.

фернандез 2022 - йили 15 - нойабирда саламәтлики сәвәбидин һиндонезийәдә өткүзүлгән G-20 дөләтләр гуруһи рәһбәрлири йиғининиң биринчи бөлүмигиму қатнишалмиған иди.

пирезидент фернандезниң давалаш әтрити тәрипидин елан қилинған рәсмий байанатқа асасланғанда, 63 йашлиқ фернандез төвән қан бесимh вә баш қейиш кесилигә гириптар болған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر