пентагон русийәниң әйибләшлирини рәт қилди

америка дөләт мудапиә министирлиқи-пентагон байанатчиси патрик райдер (Patrick Ryder) американиң украинаға русийә земинлиридики нишанларға һуҗум қилиш үчүн истихбарат мәлумат бәргәнликини рәт қилди.

1954588
пентагон русийәниң әйибләшлирини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украинадин бир гуруппиниң русийәниң климовски йезисиға қарашлиқ брйанск районида қалаймиқанчилиқ туғдуруш үчүн мәхпий сиңип киргәнлики вә украина армийәсиниң русийә земини ичидики бәзи нуқтиларни бомбардиман қилғанлиқи һәққидики хәвәрләр тарқалғандин кейин, кремилниң һуҗумларни американиң йардими билән қилинғанлиқини илгири сүрүши, пентагонниң наразилиқини қозғиди.

пентагон байанатчиси патрик райдер: «мән шуни ениқ ейтимәнки, украинаға русийә земинлиридики нуқтиларни бомбардиман қилиши үчүн истихбарат мәлуматлирини бәргәнликимиз тоғрисида ейтилғанлар қуруқ гәп. русийә билән уруш қиливатқинимиз йоқ, йаки русийә билән уруш қилиш нийитимизму йоқ» деди.

у украинаға берилгән қоралларниң пәқәт украина ичидә ишлитишни вә украина земинини қоғдаш үчүнла берилгәнликини тәкитлиди.

ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик хәвәрлишиш маслаштурғучиси җон кирби американиң украинаға қилидиған һазирму қолида бар болған химарс (HIMARS ) вә зәмбирәк системилири үчүн лазимлиқ оқ-дора һәмдә башқа қорал-йарағларни өз ичигә алған йардәм пиланини елан қилидиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر