фирансийәниң йадро електир истансисида радийактиплиқ еқип кетиш һадисиси байқалди

фирансийәниң лион шәһиридин дин 30 киломитир йирақлиққа җайлашқан бугей йадро електир истансисида, 12-айда елип берилған өлчәштә йуқири дәриҗилик тритсийниң еқип кетиш һадисси байқалди.

1946235
фирансийәниң йадро електир истансисида радийактиплиқ еқип кетиш һадисиси байқалди

 

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәниң асаслиқ енергийә билән тәминлигүчиси «EDF» ниң байанатида, лиондин 30 киломитир йирақлиқтики бугей йадро електир истансисида икки реакторниң керәксиз сүйидә 12-айда елип берилған өлчәштә йуқири дәриҗилик тритсийниң еқип кетиш һадисиси байқалғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, мәзкур өлчәшләрдә дәсләптә реакторларниң биридә йуқири радийактиплиқ еқип кетишниң байқалғанлиқи, кейинки өлчәшләрдиму йәнә йуқири радийактиплиқ еқип кетишниң аламәтлириниң байқалғанлиқи уқтурулди

мушундақ болушиға қаримай, бу еқип кетишниң нәтиҗиси хәтәр йаратмиғанлиқи илгири сүрүлгән байанатта йәнә, радийактиплиқ еқип кетишниң ичимлик ​​су  вә башқа йәр асти суға  арилишип кетиш еһтималиниң йоқлуқи вә 6-йанвардин (2023) етибарән радийактиплиқ еқип кетиш дәриҗисиниң хәтәр чекидин төвәнләшкә башлиғанлиқи билдүрүлди.

фирансийәниң асаслиқ енергийә билән тәминлигүчиси «EDF» гә ремонт вә асраш хизмәтлиригә сәл қариғанлиқи үчүн 3000 йавро җәриманә қойулди.

авғустта (2022) фирансийәниң йәнә бир реакторида от апити йүз бәргән болуп, бу әң кона йадро електир истансисидиму һазирғичә бәш қетим радийактиплиқ еқип кетиш һадисиси байқалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر