йавропа: бу биз көргән әң еғир йәр тәврәшләрдин бири

йавропа иттипақи комитетиниң җиддий ишлар мәсули ханс дас (Hans Das) түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәш үстидә тохтилип: «бу биз йеқинқи йилларда көргән әң еғир йәр тәврәшләрдин бири» деди.

1943361
йавропа: бу биз көргән әң еғир йәр тәврәшләрдин бири

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң җиддий ишлар мәсули ханс дас түркийә мухбирлириға, йавропа иттипақи җиддий ишлар кординатсийә мәркизидә йәр тәврәш вә арқидин башланған зидәш-қутқузуш хизмәтлиригә қандақ күч чиқарғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрди.

у йәр тәврәшниң чоңлуқи вә тәсири үстидә тохтилип: «бу биз йеқинқи йилларда көргән әң еғир йәр тәврәшләрдин бири. тәсири наһайити күчлүк вә даириси кәң болди. бу һәқиқәтәнму тирагедийә» деди.

у апәтниң тәсиригә учриғанларға, түркийә вә сүрийәни қоллаш үчүн қоллиридин келишичә тиришчанлиқ қиливатқанлиқлирини әскартип, аридин узун өтмәйла наһайити қисқа вақит ичидә издәш-қутқузуш хадимлирини һәрикәткә өткүзгәнликлирини, йавропа дөләтлириниңму қисқа вақит ичидә йардәм чақириқиға аваз қошқанлиқини қәйт қилди.

у коперникус (Copernicus) сүний һәмраһиниң издәш-қутқузуш хизмәтлиригә төһпә қошқанлиқини билдүрүп, сүний һәмраһ әвәткән көрүнүшләрниң наһайити тәпсилий икәнликини, болупму зийанни байқаш вә зийанниң дәриҗисини бәлгиләш җәһәттә интайин пайдилиқ болғанлиқини ейтти.

у бу көрүнүшләрниң йолларниң әһвалини билиш җәһәттиму интайин пайдилиқ болғанлиқини, һәмдә һалқилиқ биринчи саәт вә күнләрдә йардәм әвәтиш җәһәттә интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини тилға алди.

у: «сүний һәмраһ көрүнүшлирини издәш-қуқузуш вә йардәм хизмәтлиридә пайдилиниши үчүн түркийәниң мунасивәтлик органлири ортақлишиватимиз» деди.

у түркйәниң мунасивәтлик органлири билән болуватқан һәмкарлиқлар үстидә тохтилип, мундақ деди:

«бизниң түркийә тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси билән зич һәмкарлиқимиз вә қойуқ алақимиз бар. һазир йардәм хизмәтлирини маслаштуруш хизмитини наһайити йахши ишләватимиз, алақә сүритимиз наһайити тез вә инайин йахши.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر