шиветсийәдә қуран кәримгә қарши иғвагәрчилик давамлашмақта

шиветсийәниң карлскрона шәһиригә қарашлиқ роннеби наһийәсиниң охшимиған җайлирида үстигә вә ичигә һақарәт йезилған үч қуран кәрим тепилди.

1941022
шиветсийәдә қуран кәримгә қарши иғвагәрчилик давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә дөләтлик телевизийә қанили «SVT» ниң хәвиридә, үстигә өлүм тәһдити йезилған қуран кәримниң аптобус бекитидә тепилғанлиқи, қалған қуранларниң аммиви сорунлардин тепилғанлиқи билдүрүлди.

роннеби ислам җәмийитиниң әзаси гудлаг һилмарсдоттир «SVT»  ға бәргән байанатида, бу вәқәдин интайин қайғурғанлиқини вә қуранниң һайат йетәкчиси икәнликини ейтти.

роннебида 2020 - йилидиму мусулманлар мәсчит сүпитидә ишләткән бинаниң алдиға көйдүрүлгән қуран кәрим бәтлири вә чошқа гөшлири ташлап қойулған иди. гәрчә сақчилар вәқәгә  қарита «нәпрәт җинайити» тәкшүрүши башланғанлиқини елан қилған болсиму, җинайәтчиләр тутулмиған иди.

бу йил (2023) 21 – йанварда шиветсийәниң пайтәхти стокһолмдики түркийә әлчиханиси алдида данийәлик ашқун оңчи қаттиқ йөнилиш партийәсиниң рәһбири расмус палудан қуран кәримни көйдүргән вә сақчиларниң қоғдиши астида елип берилған паалийәт җәрйанида һечкимниң палуданға йеқинлишишиға йол қойулмиған иди.

палуданниң қуран кәримни көйдүрүши үчүн  шиветсийә һөкүмитиниң рухсәт бәргәнликигә қарита түркийә қатарлиқ нурғун ислам дөләтлири наразилиқ билдүргән иди.

палудан 27  - йанвардиму данийәдики бир җамәниң удулида, копенһагендики түркийә әлчиханисиниң алдида қуран кәримни көйдүргән иди.

голландийәдә «ирқчи ғәрбниң исламлишишиға қарши туруш вәтәнпәрвәр йавропалиқлар һәрикити (PEGIDA) ниң рәһбири едвин вагенсвелд лаһәй шәһиридә йалғуз қилған паалийитидә қуран кәримни йиртқан иди.

түркийә қатарлиқ нурғун дөләтләр, шиветсийә, голландийә вә данийәдики қуран кәримгә қилинған һуҗумларға наразилиқ билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر