колумбийәдә бир айропиланниң қонуш системиси ичидин икки җәсәт тепилди

колумбийәниң пайтәхти боготадики ел дорадо айродорумида айропиланниң қонуш системиси ичидин икки җәсәт тепилди.

1929456
колумбийәдә бир айропиланниң қонуш системиси ичидин икки җәсәт тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: ел дорадо айродорумида ремонт хизмити җәрйанида авинса авиатсийә ширкитигә тәвә айропиланниң қонуш сиситемиси ичидә икки җәсәт тепилғанлиқи билдүрүлди.

авинса авиатсийә ширкити мәсуллириниң байанатида, «авиатсийә хадимлири түнүгүн боготадики ел дорадо айродорумиға кәлгәндә, айропиланниң қонуш системиси ичидә икки кишиниң җәситини учратти. қаза қилғучиларниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүримиз» дейилди.

баш тәптиш мәһкимисиниң байанатида болса, айропиландики 15 йаштин 20 йашқичә болған икки африқилиқниң җәситиниң кимликини ениқлаш үчүн хизмәтләрниң давамлишиватқанлиқи вә айропиланниң әң ахирқи қетим 27 - декабир ремунт мулазимитидин өткүзүлгәнлики билдүрүлди һәмдә  җәсәтләрниң тоңлитилғанлиқи вә бир җәсәттә көйүк излири барлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر