абдулһәмид дибәйбә: «түркийә ливийәниң деңиз егилик һоқуқини капаләткә игә қилмақта»

ливийә баш министири абдулһәмид дибәйбә түркийә билән ливийә оттурисида түзүлгән деңиз игилик һоқуқи келишиминиң, ливийәниң ақдеңиздики деңизчилиқ вә иқтисадий һәқ- һоқуқлирини капаләткә игә қиливатқанлиқини ейтти.

1923672
абдулһәмид дибәйбә: «түркийә ливийәниң деңиз егилик һоқуқини капаләткә игә қилмақта»

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә баш министири абдулһәмид дибәйбә сәуди әрәбистанниң әл-һәдис телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилип бәргән байанатида, түркийә билән ливийә оттурисида түзүлгән деңиз игилик һоқуқи келишими үстидә тохталди.

абдулһәмид дибәйбә: «түркийә билән түзүлгән келишим, ливийәниң ақдеңиздики деңизчилиқ вә иқтисадий һәқ-һоқуқлирини капаләткә игә қилмақта» деди.

абдулһәмид дибәйбә мисирниң ливийә билән болған деңиз чеграсини бәлгилигәнликигә даир елан қилған бир тәрәплимә қарарини рәт қилғанлиқини әскәртип: «деңиз чеграси вә чоң қуруқлуқ игилик һоқуқи  келишиминиң бир тәрәплимилик болуши мумкин әмәс, биз мисирниң бу қәдимини пүтүнләй рәт қилимиз» деди.

мисир билән ливийә оттурисидики деңиз чеграсини бекитиш үчүн алди билән бир комитет қуруп, андин келишим һасил қилиниши керәкликини тәләп қилған дибәйбә: «әгәр келишим түзүлмигән тәқдирдиму, бирләшкән дөләтләр тәшкилати бар, сот бар, қанун бар. һечким өз алдиға йалғуз қарар чиқиралмайду. әгәр ливийә тәрәпни аҗиз дәп қариған болса, биз буни рәт қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر