шиветсийә п к к әзаси террорчини түркийәгә тапшуруп бәрди

шиветсийә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к  ға әза болғанлиқи үчүн 6 йил 10 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған маһмут татни түркийәгә тапшуруп бәрди.

1914180
шиветсийә п к к әзаси террорчини түркийәгә тапшуруп бәрди
mahmut tat.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: игилинишичә,  маһмут тат, қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи сәвәбидин, 2015 - йили шиветсийәгә китип, панаһлиқ тилигән болсиму, лекин тәлипи рәт қилинған. йеқинда шиветсийә сақчилири тәрипидин қолға елинған маһмут тат, молндалдики тутуп туруш орниға елип берилған. бу йәрдә рәсмийәтлири тамамланған тат, айропилан билән түркийәгә әвәтилгән.

түнүгүн кәчтә сақчилар тәрипидин истанбул айродурумида айропиландин елинған тат, айродурум сақчиханисиға елип берилип, саламәтлики тәкшүрүлгән.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к  ға әза болғанлиқи сәвәбидин 6 йил 10 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған маһмут тат, рәсмийәтлириниң тамамлинишидин кейин, сот мәһкимисигә тапшуруп берилгән.

у, кейинчә қолға елинип, түрмигә йолланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر