русийә литванийәлик дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп җакарлиди

русийә литванийәниң москвадики әлчиханисида вакаләтчи дипломат болуп туруватқан виргиниа умбрасенени «қарши елинмайдиған киши» дәп җакарлиди.

1889120
русийә литванийәлик дипломатни «қарши елинмайдиған киши» дәп җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, русийәниң вилнйуста турушлуқ әлчиханисида вакаләтчи болуп ишләватқан дипломат сергей рийабоконниң «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилинғанлиқини, буниң асассиз қаар икәнликини  билдүрүп, бу мунасивәт билән, литванийәниң москвадики әлчиханисиниң бир әмәлдариниң министирлиққа чақиртилғанлиқини уқтурди.

байанатта: «әлчихана хизмәтчисигә москвадики литванийә әлчиханисида вәзипә өтәватқан мәсул хадим умбрасенениң <қарши елинмайдиған киши> дәп елан қилинғанлиқи тоғрисидики уқтуруш тапшурулди. умбрасене бәш күн ичидә русийә тәвәликидин чиқип кетиши керәк» дегән ибариләргә орун берилди.

«литванийәниң русийә билән болған мунасивәтни үзүл-кесил қалаймиқанлаштуруш үчүн дүшмәнләрчә сийасәт йүргүзүватқанлиқи» тәкитләнгән байанатта, литванийәниң пайтәхт москвадики мәдәнийәт мәркизиниң паалийәтлириниң тоңлитилғанлиқиға ишарәт қилинди.

байанатта йәнә, вилнйусниң кәлгүсидики «достанә болмиған» қәдәмлиригә қарши қошумчә тәдбирләрниң йолға қойулидиғанлиқи оттуриға қойулди.

литванийә, русийәниң вилнйуста турушлуқ әлчиханисида ишләватқан вакаләтчи дипломат рийабоконни 3-нойабир «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر