русийәдә һәрбий сәпәрвәрликтин қачқанларниң җазаси бир һәссә ашурулди

русийә пирезиденти виладимир путин һәрбий сәпәрвәрлик вәзиписидин қачқанларға қаритилған түрмә җазасини ашуруш қарарнамисиға имза қойди.

1884083
русийәдә һәрбий сәпәрвәрликтин қачқанларниң җазаси бир һәссә ашурулди

түркийә авази радийоси хәвири: қарарнамиға бинәән дүшмән армийәсигә өзлүкидин тәслим болған әскәрләргә 10 йиллиқ қамақ җазаси, уруш мәзгилидә булаң-талаң қилғанларға 15 йиллиқ қамақ җазаси берилидиған болди.

қарарнамә арқилиқ сәпәрвәрлик җәрйанида һәрбий мәҗбурийәттин қечишниң җазаси әслидики 5 йилдин 10 йилға өстүрүлди.

путин имзалиған йәнә бир қарарнамидә болса, русийә армийәсидә 1 йилдин артуқ тохтамлиқ вәзипә өтигән чәтәл пуқралириниң русийә пуқралиқиға еришиш җәрйани асанлаштулди.

мәзкур қанун лайиһиси алдинқи һәптә русийә парламентиниң төвән қанити дума тәрипидин, андин федератсийә кеңиши тәрипидин тәстиқланған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر