түркийә угандалиқ йетим балиларға йардәм қилди

түркийәниң кампалада турушлуқ баш әлчиси фикрәт кәрәм алп угандадики түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) ниң қоллиши билән тамамланған йетимханиниң ечилиш линтисини кәсти.

1881834
түркийә угандалиқ йетим балиларға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: баш әлчи фикрәт кәрәм алп ечилиш мурасимида қилған сөзидә, 200 балиниң йетимханида туралайдиғанлиқини, йетим балиларниң бихәтәр муһитта йашийалайдиғанлиқини ейтти.

баш әлчи фикрәт кәрәм алп бу йетимханиниң түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) ниң қоллиши билән тамамланғанлиқини байан қилип, бу ташланған қәдәмләрниң түркийәниң йахши вә йаман күндиму һәқиқий қериндаш икәнликиниң намайәндиси болғанлиқини тәкитлиди.

баш әлчи алп йетимханида дәрсхана, ойун мәйдани вә мәсчит барлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر