хәлқара атом енергийәси оргини үмики запорижйа йадро електир истансисиға қарап йолға чиқти

хәлқара атом енергийәси оргини (IAEA) рәиси рафаил марийано гросси башчилиқидики вәкилләр өмики украинаниң шәрқий җәнубидики запорижйа йадро електир истансисида тәкшүрүш елип бериш үчүн йолға чиқти.

1874018
хәлқара атом енергийәси оргини үмики запорижйа йадро електир истансисиға қарап йолға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара атом енергийәси оргини рәиси гросси запорижйа йадро електир истансисиға қарап йолға чиқиштин бурун украинаниң пайтәхти кийевда мухбирларға байанат берип, украинада запорижйа йадро електир истансисини назарәт қилидиған мәңгүлүк бир орган тәсис қилишни үмид қилидиғанлиқини байан қилди вә сөзини давамлаштуруп: «бир җәң райониға, ишғал қиливелинған җайларға қарап кетиватимиз, бу пәқәт русларниңла әмәс, украиналиқларниңму күчлүк капаләтләрни беришини тәләп қилиду. биз буниңға мувәппәқ болдуқ, һазир (запорижйа йадро електир истансиси) тәрәпкә қарап йолға чиимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

украинаниң шәрқий җәнубидики запорижйа йадро електир истансиси йавропадики әң чоң йадро електир истансиси болуп, алтә йадро реакториға игә. електир енергийәси сиғими 5700 мегават саәткә йетидиған истанса украина омумий токиниң 20 пирсәнти билән тәминләйду.

електир истансиси 4-март русларниң қолиға өтүп кәткәниди. нөвәттә русийә армийәсиниң контроллуқида туруватқан истансисиниң әтрапида зәмбирәк һуҗумлири йүз бәрмәктә. украина билән русийә һуҗумлар сәвәблик бир-бирини әйиблимәктә.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر