хитайда милйонлиған киши ковид -19 сәвәбидин қаттиқ чәклимиләргә дучар қилинди

хитайниң нурғун шәһәрлиридә күнсери әвҗ алған йуқумлинишқа қарши тәдбирләр қайтидин күчәйтилди.

1874213
хитайда милйонлиған киши ковид -19 сәвәбидин қаттиқ чәклимиләргә дучар қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда милйонлиған киши қачанғичә давамлишши ениқсиз болған қаттиқ чәклимиләргә дучар болмақта.

бу қетим гуаңҗу шәһиридә йуқумға қарши тәдбирләр күчәйтилди. 19 милйон нопуслуқ шәһәрдә аран 5 кишидә вирус байқалди. шуниң билән, вирус байқалған районларда қаттиқ чәклимиләр йолға қойулди.

шәһәрдә йепиқ җайларда өткүзүлидиған барлиқ паалийәтләр әмәлдин қалдурулди, ресторанлар йирақтин мулазимәт қилишни башлиди.

 гуаңҗу шәһиридә йеңи башланған оқу - оқутуш пәслиму кечиктүрүлүп, аптобус вә метро мулазимити қисқартилди.

шенҗен шәһиридә 9 милйон киши йашайдиған районда қисмән карантина йолға қойулди. шәһәрдә йуқумлиниш байқалған районларға тосуқлар қурулди.

порт шәһири далйәндиму қаттиқ тәдбирләр йолға қойулди. шәһәрдә 1йерим милйон адәм йашайдиған районда 5 күнлүк омумийүзлүк карантина йолға қойулди.

хитайниң рәсмий байанатлирида уқтурулишичә, хитайда байқалған йеңи йуқумланғучиларниң омумий сани аран 1675 киши болуп, дунйа өлчими бойичә нормал сан дәп қарилиду. лекин бу нормал санму хитайниң қаттиқ тәдбирләрни йолға қойушиға сәвәб болуватқанлиқи һәмминиң диққитини тартмақта.

хитайниң йуқумлинишни нөлгә чүшүрүш сийасити, дәпму аталған иҗраатлири әмәлийәттә иқтисадий зийанни  техиму еғирлаштурмақта.

омумийүзлүк карантина вә тақилишларниң иқтисад вә тәминләш зәнҗиригә көрситиватқан еғир тәсири, бу сийасәткә даир талаш – тартишларниң күчийишигә сәвәб болмақта.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر