русийә украиналиқларға пуқралиқ бериш сүритини тезләтти

русийә украинадики уруш җәрйанида контролуқи астиға районларниң русийә пуқраси болушни халайдиған аһалилиригә паспорт беришни давамлаштурмақта.

1858384
русийә украиналиқларға пуқралиқ бериш сүритини тезләтти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путинниң барлиқ украиналиқларға русийә пуқралиқи беришни қолайлаштуруш тоғрисида чүшүргән 11 – ийулдики пәрманидин кейин, ишғал қилинған украина шәһәрлириниң русийә пуқраси болушқа илтимас қилған аһалилиригә паспорт беҗирип берилмәктә.

украинаниң мелитопол вә херсон шәһәрлиридә 11 – ийундин буйан русийә паспорти берилишкә башланди.

русийә таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, запороҗйе районидики 70,000 дин артуқ украиналиқ русийә пуқралиқиға өтүшкә илтимас қилған.

путин 2019-йили пәрман чүшүрүп, украинаниң донетсик вә луханск районида йашайдиғанларниң русийә пуқралириға өтүшини қолайлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر