б д т сомалини сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилишқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң сомали алаһидә вәкили җеймис сван, сомалида иккинчи қетим пирезидент болған һәсән шәйх мәһмудни дөләттики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилишқа чақирди.

1831444
б д т сомалини сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: сиван,  һәсән шәйх мәһмуд билән көрүшкәндин кейин елан қилған байанатида, пирезидент мәһмудтин, башқа дөләтләр билән болған мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруши, террорлуқ тәшкилати әшшәбабқа қарши  күрәш қилиниши вә дөләт миқйасида мурәссәчиликниң ишқа ашурулуши йолида қәдәмләрниң ташлинишини күтүватқанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, сомалида давамлишиватқан сийасий, иқтисадий вә бихәтәрлик мәсилилириниң һәл қилиниши үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилати намидин сомалиға чақириқта болди.

сомали сайламлириниң орунсиз узартилғанлиқини, әмма тамамланған сайламларниң дөләт үчүн бурулуш нуқтиси икәнликини ейтқан сван, бирләшкән дөләтләр тәшкилати болуш сүпити билән, сомали һөкүмити билән һәмкарлишишқа тәййар икәнликлирини қәйт қилди.

сомалида 15 – май күни өткүзүлгән 3 – басқучлуқ сайламда 214 парламент әзасиниң қоллап аваз беришигә еришкән шәйх мәһмуд, алдинқи пирезидент муһәммәд абдуллаһ фәрмаҗуниң алдиға өтүп кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر