украинада бир тирансипорт айропилани чүшүп кәтти

украинада «AN-26» типлиқ тирансипорт айропилани чүшүп кәтти. вәқәдә бир киши җенидин айрилди, икки киши йариланди.

1816542
украинада бир тирансипорт айропилани чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: украинаниң запорижва районлуқ мәмурий ишлар идариси «AN-26» типлиқ тирансипорт айропиланиниң чүшүп кәткәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, айропиланниң украина айропилани икәнлики вә дәсләпки ениқлашларда, вәқәдә бир кишиниң җенидин айрилип, икки кишиниң йариланғанлиқи қәйт қилинди.

айропилан хадимлириниң қанчә киши икәнликиниң ениқлиниватқанлиқи әскәртилгән байанатта, җәзмләшмигән мәлуматларға асасланғанда, айропиланниң бир електир түврүкигә соқулуши нәтиҗисидә моторға от кәткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر