украина қоманданлиқ иштаби русийәниң тартқан зийанлириға мунасивәтлик мәлуматларни елан қилди

украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң 2022-йили 24-февралдин 24-мартқичә болған арилиқта тартқан зийанлирини елан қилди.

1801184
украина қоманданлиқ иштаби русийәниң тартқан зийанлириға мунасивәтлик мәлуматларни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби елан қилған мәлуматларға асасланғанда, русийә армийәсиниң 15 миң 800 әскири өлтүрүлгән. 108 айропилан, 124 тик учар, 530 танка, 1597 биронивик, 280 зәмбирәк, 82 ракета системиси, 47 һава қоғдиниш системиси, 1033 һәрбий аптомобил, төт данә йиник типлиқ парахот, 72 йеқилғу аптомобил вә 50 данә учқучисиз һава аппарати пачақлап ташланған.

украина деңиз армийәсиниң байанатида, «ишғал астидики бердйанск портида ишғалчиларниң қара деңиз флотиниң орск парахоти пачақлап ташланди» дейилди.

украина деңиз армийәсиниң фәйсбук бетидә, бердйанск портида парахотниң көйүватқанлиқи вә партлишиға аит көрүнүшләр һәмбәһирләнди.

украина баш тәтптиш мәһкимиси русийә армийәсиниң 24-феврал башлиған һуҗуми сәвәбидин 128 кичик балиниң җенидин айрилғанлиқини, 172 кичик балиниң йариланғанлиқини елан қилди.

байанатта, русийә армийәсиниң бомбардиманида 566 мәктәпниң бузғунчилиққа учриғанлиқи, булардин 73 иниң пүтүнләй вәйран болғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر