кийевдики сода сарийи бомбардиманида җенидин айрилғанларниң сани ашти

украина русийә армийәсиниң пайтәхт кийевдики сода сарийини бомбардиман қилиши нәтиҗисидә, җенидин айрилғанлар саниниң сәккизгә чиққанлиқини билдүрди.

1799249
кийевдики сода сарийи бомбардиманида җенидин айрилғанларниң сани ашти

түркийә авази радийоси хәвири: украина баш тәптиш идарисиниң байанатида билдүрүлишичә, кийевға җайлашқан подилский мәһәллисидики сода сарийи бомбардиманида, сода сарай зор чиқимға учриған.

русийә армийәсиниң чәкләнгән қораллар билән бомбардиманда қилғанлиқи әскәртилгән байанатта: «дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, сәккиз киши җенидин айрилған. җенидин айрилғанлар вә йариланғанларға мунасивәтлик учурлар җәзмләшмәктә. қутқузуш хадимлири вә һәрбий қисимлар хизмәтлирини давамлаштурмақта» дейилди.

украина җиддий әһваллар хизмәтлири идариси бомбардиманда төт кишиниң җенидин айрилғанлиқини, бир кишиниң йариланғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر