салвадор пирезиденти түркийә һәққидә учур һәмбәһирлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә биинаән түркийәгә кәлгән салвадор пирезиденти найиб букеле аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә түркийә һәққидә учур һәмбәһирлиди.

1765709
салвадор пирезиденти түркийә һәққидә учур һәмбәһирлиди

түркийә авази радийоси хәвири: букеле, учурида, «алди билән # биткоин дийари салвадордин пүткүл түркийәгә  салам» ибарисини ишләтти.

аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә һәмбәһирләнгән бу учур, қисқа вақит ичидә онмиңлиған кишиләрниң йақтурушиға еришти.

салвадор пирезиденти найиб букелениң, ийун ейида биткоинниң «қанунлуқ пул» сүпитидә қобул қилинишиға мунасивәтлик қанун лайиһәсиниң дөләт мәҗлисиниң мақуллуқидин өтүшидин кейин, салвадор, тарих сәһиписидин, «биткоинни қанунлаштурған тунҗи дөләт» сүпитидә орун алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر