йапонийә билән америка, хитайниң һәрикәтлиригә қарши күчлүк һәмкарлиқ орнитиду

йапонийә билән американиң, хитайниң райондики «қануний тәртипни бузуш» һәрикәтлиригә қарши кәң көләмдә күчлүк һәмкарлиқларни орнитидиғанлиқи билдүрүлди.

1758859
йапонийә билән америка, хитайниң һәрикәтлиригә қарши күчлүк һәмкарлиқ орнитиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар вәзири һайаши йошимаса вә дөләт мудапиә вәзири киши нобов билән америка ташқи ишлар министири антони блинкен вә дөләт мудапиә министири ллойд остин интернет йиғини өткүзди.

йапонийә ташқи ишлар вәзири һайаши йиғинниң ахбаратқа очуқ қисмида байанат елан қилип, йапонийәниң «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан» нишаниниң әмәлийлишиши үчүн бәргән вәдисигә толуқ бойсунидиғанлиқини билдүрди.

у: «йапонийә билән американиң иттипақлиқи вә башламчилиқи бурунқидин техиму көп әһмийәткә игә» деди.

америка ташқи ишлар министири блинкен иттипақниң район тинчлиқи вә хәвпсизлики нуқтисидин ул теши икәнликини билдүрүп, америка билән йапонийәниң қанунға тайанған хәлқаралиқ тәртипкә бузғунчилиқ қилған дөләтләргә қарши һәм түзүмлирини күчәйтиши һәмдә зорийиватқан тәһдитләргә қарши йеңи түзүмләрни чиқириши керәкликини ейтти.

йиғиндин кейин елан қилинған бирләшмә хитабнамәгә асасланғанда, рәһбәрләр хитайниң райондики «қануний тәртипни бузуш» һәрикәтлиригә қарши кәң көләмдә күчлүк һәмкарлиқларни орнитидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән.

шәрқий деңиздики сенкаку араллириға нисбәтән йапонийәниң игилик һоқуқиға тәһдит салидиған бир тәрәплимилик һәрикәтләргә қарши турилидиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, тәйвән боғузида тинчлиқ вә муқимлиқниң әһмийити тәкитләнди.

шималий корейәниң йадро вә башқурулидиған бомба пирограммилириға нисбәтән «қаттиқ әндишә» қилиниватқанлиқини қәйт қилған министирлар, корейә йерим арилиниң йадросизлиниши тоғрисидики вәдилирини тәкрарлиди.

йиғинда, йапонийә һөкүмитиниң америка һәрбий қисимлириға бәш йиллиқ саһибхан дөләт йардими қилишини өз ичигә алған келишим имзаланди. җәмий 1.05 тирилийон йен (9 милйард доллар) қиммитидики саһибхан дөләт йардими 2022-йили апрелдин башлап бәш йил күчкә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر