америка дөләт мудапиә министири германийәлик кәспдиши билән көрүшти

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири ллойд астин билән германийә дөләт мудапиә министири аннегрет крамп – карренбаер бир йәргә җәм болуп, икки тәрәп мунасивәтлири вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барди.

1667896
америка дөләт мудапиә министири германийәлик кәспдиши билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, дөләт мудапиә министири ллойд астинниң, германийә дөләт мудапиә министири аннегрет крамп – карренбаерни дөләт мудапиә министирлиқида күтүвалғанлиқи, икки министирниң, германийә – америка қошма иштатлири оттурисидики мунасивәтләр һәққидә музакирә елип барғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «министир астин билән германийә дөләт мудапиә министири аннегрет крамп – карренбаер, 4 – ийун күни чақирилған шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинида мақулланған қарарларниң иҗра қилиниши мәсилисидә өзара пикир алмаштурди. һәр икки министир, америка– германийә һәрбий һәмкарлиқидин сирт йәнә, һинди – тинч окйан районида америка – германийә һәмкарлиқини чоңқурлаштурушта бир - биригә тайиниш, тәййарлиқ хизмити ишләш вә маһарәт йетилдүрүшниң муһимлиқини тәкитлиди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر