иран уран қойулдуруш пиланидин ваз кечиш шәртини оттуриға қойди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф йадро келишимигә алақидар тәрәпләр әһдилиригә әмәл қилса, уран қойуқлаштуруш йолидики қәдәмлиридин ваз кечишлириниң мумкинликини билдүрди.

1557516
иран уран қойулдуруш пиланидин ваз кечиш шәртини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири зәриф, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «мәҗлисимизниң қанунлаштурғини бойичә % 20 оран қойулдуруш паалийәтлиримизни қайтидин башлидуқ. бу һәқтә хәлқара атом енергийәси оргиниға мунасип шәкилдә мәлумат берилди. башқа бир қисим кәң даирилик ортақ һәрикәт пилани иштиракчилириниң узу йиллардин буйан әһдилиригә әмәл қилмиғандин кейинки бу паалийәтлиримиз, кәң даирилик ортақ һәрикәт пиланиниң 36 - мадддисиға тамамән уйғун келиду. барлиқ тәрәпләр әһдилиригә риайә қилған тәқдирдә, бу тәдбирлиримиздин ваз кечишимиз мумкин.»

иран таратқулири, фодро йадро муәссәсәсидә % 20 уран қойулдуруш паалийитиниң түнүгүн рәсмий башланғанлиқини уқтурғаниди.

америка қошма иштатлири, хитай, фирансийә, әнглийә вә германийә билән иран оттурисида 2015 – йили түзүлгән келишим, теһран һөкүмитигә уранни әң көп болғанда % 3.67 қойулдурушқа рухсәт қилатти.

америка қошма иштатлириниң ембарголириға қарши келишимдики әһдилирини тохтатқан иран, қойулдурулған уран сәвийәсини % 4.5 әтрапида тутувататти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر