америкада вирус билән йуқумланғанлар 9 йерим милйонға йеқинлашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 1 милйон 205 миң 840 тин, йуқумланғанлар сани 46 милйон 860 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 33 милйон 773 миң 350 дин ашти.

1520216
америкада вирус билән йуқумланғанлар 9 йерим милйонға йеқинлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйада вабаниң мәркизигә айланған америкада, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 236 миң 501 гә, йуқумланғанлар сани 9 милйон 475 миң 788 гә чиқти.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 208 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 38 миң 826 гә чиқти. охшаш вақитта, 29 миң 907 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 709 миң 335 кә чиқти.

италийә таратқулиридики хәвәрләрдә, вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң ешиши сәвәбидин қошумчә тәдбирләрни йолға қойушқа тәййарлиниватқанлиқи билдүрүлди. милано (Milano) вә наполи (Napoli) қатарлиқ шәһәрләрниң «қизил район» елан қилиниши, зөрүр болмиған әһвалда районлар арисида бериш-келишләрни тохтитишқа охшаш тәдбирләрниң йолға қойулуш мумкинликидин сигнал бәрмәктә.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 231 киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 37 миң 19 ға чиққан болди. охшаш вақитта, 46 миң 190 киши йуқумланди вә җәмий сан 1 милйон 413 миң 915 кә чиқти.

асийа қитәсидә вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған һиндистанда, йеқинқи 24 саәттә 496 киши вирус сәвәбидин җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 122 миң 642 гә чиққан болди. охшаш вақитта, 45 миң 231 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 8 милйон 229 миң 322 гә чиққан болди.

һиндистан дунйада вухән вирусиға мунасивәтлик әң көп өлүм вәқәси көрүлгән үчинчи дөләт, әң көп киши йуқумланған иккинчи дөләт болуп қалди.

бүгүнгичә вухән вируси сәвәбидин 35 миң 298 киши җенидин айрилған иранда, һөкүмәт вирусқа мунасивәтлик вәқәләрниң көпийш әндишәси билән, чаршәнбә (2020-йили 4-нойабир) дин башлап 25 иштат мәркизи вә 89 наһийәдә зөрүр болмиған җайларни 10 күнлүк тақашни қарар қилди.

русийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 238 кишиниң җенидин айрилиши билән, җәмий қенидин айрилғанлар сани 28 миң 473 кә чиқти. охшаш вақитта 18 миң 257 киши йуқумлинип, җәмий йуқумланғанлар сани 1 милйон 655 миң 38 гә чиқти.

җәнубий африқада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 19 миң 411 гә, йуқумланғанлар сани 726 миң 823 кә чиқти.

хитайда йеқинқи 24 саәттә вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм вәқәси көрүлмиди. 24 йеңи йуқум вәқәси көрүлди. буниң билән, җәмий йуқумланғанлар сани 86 миң 21 гә чиққан болди.

җәнубий корейәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин икки киши җенидин айрилди вә җәмий сан 468 гә чиқти. охшаш вақитта, 97 кишиниң йуқумланғанлиқи билдүрүлди. буниң билән, җәмий йуқумланғанлар сани йеқинқи бәш күндин буйан 100 ниң төпидә көрүлүватқан йуқум сани, бүгүн қайтидин икки ханилиқ санға чүшкән болди.

җәнубий корейәдә бүгүнәичә җәмий 26 миң 732 киши йуқумланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر