әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида үчинчи қетим уруш тохтитилди

әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида тағлиқ қарабағдики тоқунушлар башланған 27-сентәбир (2020) дин буйан үч қетим уруш тохтитилди.

1515800
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида үчинчи қетим уруш тохтитилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида бүгүн (2020-йили 26-өктәбир) шу йәр вақти 08:00 дин башлап инсанпәрвәрлик уруш тохтитиш иҗра қилинишқа башлиди.

уруш тохтитиш түнүгүн (2020-йили 25-өктәбир) америка тәрипидин җакарланди. америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатида: «әрменийә ташқи ишлар министири зогран мнатсаканйан вә әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов 24-өктәбир америка муавин ташқи ишлар министири стифен бийган (Stephen Biegun) билән көрүшүп, 10-өктәбир москвада түзүлгән уруш тохтитишқа бойсунидиғанлиқлирини билдүрди» дейилди.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо 2020-йили 23-өктәбир әзәрбәйҗан вә әрменийә ташқи ишлар министирлири билән айрим-айрим көрүшүп, тағлиқ қарабағ мәсилисини һәл қилиш үчүн дипломатик тиришчанлиқларни давамлаштуридиғанлиқлирини билдүргән иди.

тәрәпләр 2020-йили 10-өктәбирдин башқа 18-өктәбирдиму инсанпәрвәрлик уруш тохтитишни елан қилған. бирақ, әрменийә қисимлири аридин бир қанчә саәт өтәр-өтмәй әзәрбәйҗанниң гәнҗә шәһиридә пуқраларға һуҗум қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر