баңладиштики су апәтлиридә қаза қилғанлар сани 251 гә йәтти

баңладешта мәйданға кәлгән пәсил йамғурлири пәйда қилған су апәтлиридә қаза қилғанларниң сани 251 гә йәтти.

1482506
баңладиштики су апәтлиридә қаза қилғанлар сани 251 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: баңладиш сәһийә вә аилә байашатлиқи министирлиқи байанат берип, 30 – ийундин буйан давамлишиватқан шиддәтлик йамғур пәйда қилған су апәтлиридә 251 адәмниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

байанатта, 57 миңдин артуқ адәмниң паскина сулар пәйда қилған кесәлликләргә дучар болғанлиқи әскәртилди.

су апәтлири көрүлгән районлардики йүз миңларчә кишиниң өй – маканлиридин айрилип қалғанлиқи билдүрүлгән байанатта, 5 милйон адәмниң су апитиниң зийиниға учриғанлиқини қәйт қилинди.

йәнә бир тәрәптин, су апәтлириниң йеза игилик мәһсулатлириға йәткүзгән зийининиң 156 милйон 600 миң долларға йәткәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر