вухән вируси ғәрб әллирини паракәндә қилишни давамлаштурмақта

йавропаниң вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) ниң әң күчлүк тәсиригә учриған дөлити италийәдә қаза қилғанлар сани 349 киши көпийип 2158 гә йәтти.

1379333
вухән вируси ғәрб әллирини паракәндә қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ковид-19 сәвәбидин 309 адәм қаза қилған испанийәдә, йуқумланғучилар сани 9 миңдин ешип кәтти.

«биз корона вирусиға қарши җәң қиливатимиз» дегән франсийә президенти емануел макрон, дөлитиниң бүгүндин башлап 15 күн бойичә өйдин чиқмаслиқ түзүмини йолға қойудиғанлиқини ейтти. әркин һәрикәт қилиш чәкләнгән фирансийәдә вирус түпәйли қаза қилғанлар сани 127 гә йәтти.

қаза қилғанлар сани 13 кә йәткән германийәдә , йуқумланғучилар сани 6 миңдин ешип кәтти. германийә мәктәпләрдин кейин қавақхана , кечилик кулуб , дескохана , тийатирхана , опера , консерт зали , музей , тәнтәрбийә мәркизи вә шуниңға охшаш орунларни тақашни қарар қилди.

55 адәмниң қаза қилғанлиқи билдүрүлгән әнгилийәдә , дөләтлик сәһийә системиси (NHS), қизитмиси өрләп кәткәнләр билән қуруқ йөтәл кесилигә гириптар болғанларға сақлиқни сақлаш орунлириға мураҗиәт қилмастин, өйидә олтурушлирини тәвсийә қилди.

әнглийәдә, һөкүмәтниң илмий мәслиһәтчиләр гурупписи оттуриға қойған йуқумға қарши туруш истратегийәсиму бәс – муназирә қилинмақта؛ «пада иммунитет күчи» дәп атилидиған бу истратегийәдә, җәмийәтниң %60 и вирус билән йуқумлиниши вә бу гуруппиниң вирусқа қарши иммунитет күчини тәрәққий қилдуруши күтүлидикән.

әнгилийә билән охшаш йолни тутқан голландийәдә, баш министир марк рутте, ««алдимиздики мәзгилдә голландийә хәлқиниң көп қисминиң йуқумлинидиғанлиқи бир һәқиқәт» деди вә сөзини давамлаштуруп, йуқумға қарши «контроллуқ гуруппа иммунитет күчи» гә еришишниң зөрүрлүкини тәкитлигән һалда, «иммунитетлиғучилар сани қанчә көп болса , вирусниң йашанғанлар вә бимарларға йуқуши шунчә аз болиду» дегәнләрни қәйт қилди.

голландийәдә вухән вирусидин йуқумлинип қаза қилғанлар сани 24 кә йәтти.

австрийәдә қаза қилғанлар сани 3 кә, йуқумланғучилар сани 16 миңға йәтти.

йавропа иттипақи комитети башлиқи урсула вон дер лейен, 7 дөләт гуруһи башлиқлириниң син йиғинидин кейин белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, йавропа иттипақиниң, үчинчи дөләттин иттипаққа әза дөләтләргә қилинидиған зөрүр болмиған сайаһәтләрни 30 күнлүк вақитлиқ  тохтитип қойушқа тәййарлиниватқанлиқини елан қилди.

шивейтсарийә һөкүмити, вухән вирусиниң тез сүрәттә тарқилишидин кейин җиддий һаләт елан қилди؛ 18 адәм қаза қилған шивейтсарийәдә ковид -19 дин йуқумланғучилар сани 2353 кә йәтти.

шиветсийә аммиви сағламлиқ мулазимәт оргининиң билдүрүшичә, шиветсийәдики ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 3 тин 6 гә көпәйгән, вирустин йуқумланғанлар сани 40 миңға йәткән.

чехийә җумһурийитидә 298 , полшада 156 , словакийәдә 72 , венгирийәдә 39 адәмдә вирус байқалған.

85 адәм қаза қилған америкида нйу-йорк , нйу җерсий , коннектикат , кентаки вә мичиган иштатлирида қавақхана вә ашханилар вақитлиқ тақалди. америкада йуқумланғучилар сани 4661 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر