германийә мәһкимиси бир п к к әзасини қамаққа һөкүм қилди

германийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш район мәсули бир террорчи 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

1341928
германийә мәһкимиси бир п к к әзасини қамаққа һөкүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, статгарт өлкилик йуқири сот мәһкимиси, 63 йашлиқ террорчини «чәт әл террорлуқ тәшкилатиға әза болуш» билән әйибләп 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.

мәһкиминиң қарарида, сотланған кишиниң 2016 – йили ийулдин 2018 – йили ийунғичә п к к ниң аталмиш фреибург райони мәсули болғанлиқиниң дәлилләнгәнлики билдүрүлди.

бу кишиниң тәшкилатқа ианә топлаш паалийәтлирини орунлаштурғанлиқи, паалийәтләрниң орунлаштурулушиға башламчилиқ қилғанлиқи вә тәшкилатниң паалийәтлиригә иштирак қилғанлиқи әскәртилди.

мәһкимә йәнә, бу киши тәрипидин тәшкилат үчүн топланған пулниң мусадирә қилинишиға һөкүм қилди.

игилинишичә, 2018 – йили ийун ейида тутқун қилинған мәзкур террорчиниң қарарға етираз билдүрүш һәққи бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر