аракан мусулманлириниң йуртлириға қайтиши үчүн икикнчи һәрикәт башланди

бирма билән баңладиш зораванлиқлардин қачқан миңларчә араканлиқ мусулманниң, баңладиштики лагерлардин бирмаға өз ихтийарлиқи билән қайтиши үчүн иккинчи һәрикәтни башлиди.

1253671
аракан мусулманлириниң йуртлириға қайтиши үчүн икикнчи һәрикәт башланди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т мусапирлар алий комиссарийати (UNHCR) елан қилған байанатта, баңладиш тәрипидин 22 миңдин артуқ мусапирниң исминиң бирмаға әвәтилгәнлики, бирма һөкүмитиниң булардин 3500 кишиниң қайтишини тәстиқлиғанлиқи қәйт қилинди.

баңладиш мусапирларға йардәм қилиш вә йуртиға қайтиш комиссари абул калам баңладиш пайтәхти даккада елан қилған байанатида, 3500 кишиниң кимликлириниң бирма тәрипидин тоғриланғанлиқини билдүрүп, исми бирма һөкүмити тәрипидин тәстиқланған араканлиқ мусулманларниң халиса бирмаға қайталайдиғанлиқини әскәртти.

мәркизи австиралийәдики истратегийәлик сийасәт чүшәнчә иниститутиниң 2018-йили декабирдин 2019-йили ийунғичә сүний һәмраһдин тартилған көрүнүшләрни асас қилип тәййарлиған доклатида, бирма һөкүмитиниң мусапирларниң қайтиши үчүн қилған тәййарлиқлириниң йетәрлик әмәсликини қәйт қилған иди.

2018-йили нойабирда 2 миң әтрапида араканлиқ мусулманниң бирмаға қайтиш пилани, мусапирларниң б д т ниң қоғдиши болмастин бирмаға қайтишни халимиғанлиқи үчүн тохтитип қойулған иди.

б д т балилар фонди 900 миң араканлиқ мусулманниң тәхминән икки йилдин буйан баңладиштики мусапирлар лагерлирида йашаватқанлиқини билдүрүп, бу кишиләрниң балдуррақ йурт-маканлириға қайтиши үчүн, бирма һөкүмитигә керәклик шараитларни капаләткә игә қилишқа чақирған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر