иран чәт әлликләрниң паспортиға кириш чиқиш тамғиси басмайдиған болди

иран чәт әллик сайаһәтчиләрниң америка ембаргоси сәвәбидин бирәр қейинчилиққа дучар болмаслиқи үчүн иранға кириш - чиқишта паспортлириға тамға басмайдиғанлиқини елан қилди.

1221405
иран чәт әлликләрниң паспортиға кириш чиқиш тамғиси басмайдиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: иран һөкүмити байанатчиси әли рәбби пайтәхт теһрандики һәптилик министирлар кабенти йеғинидин кейин мухбирларға бәргән байанатида, бүгүнки йеғинда чәт әллик сайаһәтчиләрниң санини ашурушқа алақидар һазирлиқ доклатиниң музакирә қилинғанлиқини билдүрди.

америкиниң иранға йүргән ембароголири сәвәбидин иранға баридиған сайаһәтчиләрниң бәзи әндишиләрни һес қилиши мумкинлики вә һәтта җазаға учришиму мумкинлики қатарлиқ еһтималлиқларни көздә тутуп, пирезидент һәсән руһаниниң чәт әллик зийарәтчиләр иранға кәлгәндә паспортлириға кириш чиқиш тамғиси бесилмаслиқи вә башқа бирәр руйхәткиму елинмаслиқи керәкликигә даир буйруқ чүшүргәнликини билдүрди.

әли рәбби: «кишиләр әмди һечқандақ әндишилинип йүрмәстин иранни зийарәт қилса болиду. паспортларға тамға урулмаслиқ һәққидики буйруқ қисқа вақит ичидә иран айродорумлирида иҗра қилиниду» деди.

америка һөкүмити 2015йили иран билән имзаланған йадро келишимидин 2018йили 8майда өз алдиға чекинип чиқип, иранға қаратқан ембарголарни қайтидин йолға қойған иди. 

  


خەتكۈچ: #паспорт , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر