судандики өктичиләр һакимийәтниң хәлққә тапшуруп берилишини тәләп қилди

судандики һәрбий өзгириш 30 йиллиқ өмәр әлбәшир һакимийитини өрүгән болсиму, пайтәхт хартумдики армийә баш иштаби алдидики һакимийәткә қарши намайишлар 18-күнигә қәдәм қойди.

1188763
судандики өктичиләр һакимийәтниң хәлққә тапшуруп берилишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: суданда кәсип бирләшмилири вә өктичи гуруппиларниң чақириқиға бинаән миңларчә намайишчи вақитлиқ һәрбий кеңәшниң һакимийәтни хәлққә тапшуруп беришини тәләп қилип, армийә иштаби алдиға топланди.

өктичиләр тәшкиллигән «әркинлик вә өзгириш хитабнамиси күчлири», һакимийәт күчлириниң мәйдандики намайишчиларни тарқитиветишкә урунидиғанлиқини илгири сүрүп, барлиқ өктичиләрни инқилабиға игә чиқиш үчүн мәйданға топлинишқа чақирди. бирақ, армийә тәрәп тәрәп йаки башқа гуруппилар намайишқа арилашмиди.

намайишчилар сабиқ өмәр әлбәшир һакимийити вә һәрбий кеңәшкә қарши шоар товлап, һакимийәт хәлққә тапшуруп берилмигичә мәйдандин айрилмайдиғанлиқлирини тәкитлиди.

2019-йили 19-декабир суданниң шималида мал баһасиниң өсүп кетишигә қарши башланған намайишларниң пилтисигә от йаққан атбера шәһиридин йүзләрчә киши пойиз билән хартумдики намайиш мәйданиға келип, намайишчиларни қоллиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر