мексикида аммиви мазар тепилди

мексикиниң ғәрбигә җайлашқан колима өлкисидә аммиви мазар тепилди.

1144648
мексикида аммиви мазар тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: колима баш тәптиш мәһкимисиниң билдүрүшичә, текоман вилайитигә қарашлиқ санта роса наһийәсидики бир җайдики мәхпий қәбристанлиқларда 50 җәсәт тепилған болуп, җәсәтләрниң кмиликини елиқлап чиқиш хизмити башланған.

буниңдин бир һәптә илгириму шу җайдики мәхпий қәбристанлиқлардин 19 җәсәт чиқирилғаниди.

мексика дөләт истатистика иниституниң мәлуматлириға қариғанда, колимада 2017 – йили һәр 100 миң кишидә 113 җинайәт вәқәси йүз бәргән, шуниң билән, колима шу йили дөләт бойичә әң көп җинайәт садир қилинған өлкә болуп қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر