хитай йәнә бир оттура америка дөлити билән дипломатик мунасивәт орнатти

хитай оттура америка дөләтлиридин салвадор билән дипломатик мунасивәт орнатти.

1035818
хитай йәнә бир оттура америка дөлити билән дипломатик мунасивәт орнатти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай оттура америка дөләтлиридин салвадор билән дипломатик мунасивәт орнатти.

хитай ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән салвадор ташқи ишлар министири карлос кастанеданиң бейҗиңдики дөләт меһмансарийида көрүшкәндә икки дөләтниң дипломатик мунасивәт орнитишни бирдәк қарар қилип ортақ хитабнамә елан қилғанлиқи билдүрүлди.

хитабнамидә хтиай билән салвадорниң бир-бирини етирап қилип икки дөләтниң мәнпәәтигә мувапиқ һалда әлчилик сәвийәсидә дипломатик мунасивәт орнитишни қарар қилғанлиқлири қәйт қилинди.

икки дөләтниң земин пүтүнлики вә игилик һәқ-һоқуқлириға һөрмәт қилиш, бир-биригә һуҗум қилмаслиқ вә ички ишлириға арилашмаслиқ пиринсипиға асасән мунасивәтни тәрәққий қилдуруш мәсилисидә пикир бирлики һасил  қилғанлиқи әскәртилди.

« салвадор дунйада пәқәт бирла хитай дөлити барлиқини қобул қилиду, тәйвән хитайниң айрилмас бир қисмидур»дегән ибаригә орун аҗритилған хитабнамидә, хитайниң салвадор һөкүмитиниң тәйвән билән дипломатик мунасивитини үзүп ташлиғанлиқи үчүн миннәтдарлиқ билдүргәнлики алаһидә тилға елинди.

буниңдин сирт, тәйвән мәркәз хәвәр агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә асасланғанда,  тәйвән ташқи ишлар министирлиқи салвадор билән дипломатик мунасивитини үзүп дипломатик орунлирини қайтуруп кәлгәнликини җакарлиған.

салвадор һөкүмитиниң тәйвән даирлиридин иқтисадий җәһәттин йардәм тәләп қилғанлиқи, бирақ тәйвән һөкүмитиниң бу тәләпни рәт қилғанлиқи илгири сүрүлди. тәйвән һөкүмити малийә йардими дипломатийәси елип бармайдиғанлиқини вә бейҗиң һөкүмити билән пул риқабитигә кирмәйдиғанлиқини билдүргән.  

оттура америка дөлити һесаблинидиған  салвадор тәйвән пирезиденти сәй йиңвен һакимийәт бешиға кәлгәндин буйан тәйвән билән дипломатик мунасивитини үзүп ташлиған 5-дөләт болди. нәтиҗидә тәйвәнни етирап қилған дөләтниң сани 17 гә чүшүп қалди. тәйвән билән һазирғичә биркина фасо, доминика җумһурийити, сав том вә пиринсипе вә панама қатарлиқ дөләтләр дипломатик мунасивәтлирини үзүп болди.

бейҗиң һөкүмити «бир хитай»пиринсипини қобул  қилғачқа хитайға хәлқарада пәқәт өзиниңла вәкиллик қилалайдиғанлиқини йақлап кәлмәктә вә тәйвән мустәқиллиқини җакарлиған тәқдирдә тәйвәнгә күч ишлитидиғанлиқини билдүрмәктә.

хтиайда 1949-йили мав зедуңниң һакмийәткә келиши билән бәзи һөкүмәт әзалири тәйвәнгә қечип аралда мустәқиллиқ җакарлап тәйвәнни қуруп чиққан болсиму, хитай һөкүмити тәйвәнниң мустәқиллиқини қәтий етирап қилмиди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر