лавровдин ким җоңунға сирлиқ һәдийә

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров түнүгүн (31-май) пийоңйаңда бир йәргә җәм болған шималий корейә рәһбири ким җоңунға, үстигә рәсим сизилған вә қулуплинидиған сирлиқ бир йағач қута һәдийә қилди.

983576
лавровдин ким җоңунға сирлиқ һәдийә

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң «‹спутник› хәвәр агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән шималий корейә рәһбири ким җоңун пийоңйаңда бир йәргә җәм болған.

корейә йерим арилида тинчлиқ музакирилирини қоллаш вә сүркилишни азайтиш нишан қилинған учришиш мувәппәқийәтлик өткән. лавров үстигә рәсим сизилған вә қулуплинидиған сирлиқ қутини ким җоңунға бериветип, мундақ дегән: «бу қутини йақтурушиңизға тиләкдашмән, мана бу ачқучи, бу қутида мәхпий нәрсилириңизни сақлисиңиз болиду.»

игилинишичә, сирлиқ қутиниң немилики һәққидә мәлумат берилмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر