голландийәдә бир җамәгә от қойуветилди

голландийәниң шималиға җайлашқан драчтен шәһиридики маракәшликләр көп баридиған бир җамәгә от қойуп берилди.

908553
голландийәдә бир җамәгә от қойуветилди

түркийә авази радийоси хәвири: кимлики намәлум бир киши голландийәниң шималиға җайлашқан драчтен шәһиридики ислам мәркизи драчтен вәхписиниң җамәсигә от қойуп берип, җамәни бузғунчилиққа учратти.

драчтен вәхписиниң мәсуллиридин халид беннаҗәвур һуҗумни әйибләп: «бамдат намизиға кәлгән җамаәт җамәдә май пуриқиниң барлиқини ейтқан иди. пешин намизиға кәлгинимиздә җамәниң арқисида көйүк излирини вә деризиләрниң сунғанлиқини байқидуқ. камераниң син көрүнүшлиригә қариғанда, бир киши җамәниң арқидики деризини сундурғандин кейин, от алидиған суйуқлуққа от йеқип қечип кәткән» деди.

у әһвални сақчиларға мәлум қилғанлиқини, вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшләрниң башланғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر