пәшмәргә синҗар - дуһок таш йолини тосувалди

пәшмәргә күчлири (корд әскәрләр), мусулниң синҗар наһийәси билән ирақ корд районлуқ һөкүмити тәвәликидики дуһок шәһирини туташтуруп туридиған асасий линийә таш йолини тосувалди.

832309
пәшмәргә синҗар - дуһок таш йолини тосувалди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ корд районлуқ һөкүмитигә қарашлиқ пәшмәргә күчлири байанат берип, ирақ армийәсиниң сурийә чеграсидики фиш һабур чегра еғизини контроллуқи астиға еливелишиға тосқунлуқ қилиш үчүн, йолниң тақиветилгәнликини билдүрди, ирақ армийәсиму синҗар – дуһок таш йолиниң тосувелинғанлиқини җәзмләштүрди.

ирақ армийәси, федератсийә сақчи күчлири вә һәшдушшәби қораллиқлири, 16 – өктәбирдә кәркүк вә башқа дәталашлиқ районларниң контроллуқини ирақ корд районлуқ һөкүмитигә қарашлиқ пәшмәргә күчлиридин қайтуруп елиш үчүн һәрикәткә өткән вә мәзкур җайларниң көп қисмини пәшмәргәләрдин қайтуруп алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر